шиветсийәдә бир җамә җамаити ирқчиларниң һуҗумиға учриди

шиветсийәниң пайтәхти стокһолмда қара кийимлик бир түркүм кишиләр җамәдин чиқиватқан җамаәткә еғизаки вә таш етип һуҗум қилди.

511301
шиветсийәдә бир җамә җамаити ирқчиларниң һуҗумиға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийәниң алдинқи қатардики гезити ‹афтонбладет› ниң хәвиригә қариғанда, 50 кишилик қара кийимлик бир гуруппа киши сөдермалм районидики стокһолм җамәсидин тарқиливатқан җамаәткә ирқчи сөзләрни қилған вә таш атқан. хәвәрдә, һуҗумда адәм өлүш йаки йарилиниш әһвалиниң көрүлмигәнлики, сақчиларниң вәқә үстидә тәкшүрүш елип беришни башлиғанлиқи билдүрүлди.

стокһолм сақчи идарисиниң мәтбуат ишлири байанатчиси, нәқ мәйдандики әһвалларни көргән пуқралардин йардәм тәләп қилди вә һазирғичә бирму адәмниң назарәт астиға елинмиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر