америкида ирқчилар мусулманларға қарши қорал тәлими бәрмәктә

америкида ирқчилар йәрликләргә мусулманларға қарши һәрбий тәлим бәрмәктә.

501971
америкида ирқчилар мусулманларға қарши қорал тәлими бәрмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң тексас иштатидики ирқчи тәшкилатлар тәләп қилғучиларға мусулманларға қарши қорал етиш тәлими бәрмәктә.

америка-ислам мунасивәтлири ишханиси намлиқ фашист бир тәшкилат торда бир видио елан қилип, «америкиға мусулманларниң көчүп келишигә тосалғу болуш вә мусулманларниң исйан көтүрүшиниң алдини елиш»керәкликини билдүрүп, тәләп қилғучиларға қорал етиш тәлими берип келиватқанлиқлирини уқтурди.

«мусулманларни удул дозахқа әвәтиш»үчүн чошқа қени билән йеғиға чиланған оқларни ишлитидиғанлиқлирини билдүргән тәшкилат, обама һакимийитигә хитап қилип обамадин мусулман мусапирларниң америкиға келишигә тосалғу болушини тәләп қилди.

тәшкилат «мусапирлар долқуни»тоғрулуқ һәр хил қарашларни оттуриға қойуп келиватқан болсиму, гордийан гезитиниң бу һәқтики хәвиридә америкиниң 2012-йилдин 2015-йилғичә сүрийәдинла 2175 мусапирни қобул қилғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر