бәш иштат сайлимида һилари билән чамп ғәлибә қилди

америкида бәш иштатта өткүзүлгән пирезидентлиқ тәййарлиқ сайлимида, демократлардин сабиқ ташқи ишлар министири һилари клинтон, җумһурийәтчиләрдин доналд чамп ғәлибилири билән алаһиди диққәт тартти.

451948
бәш иштат сайлимида һилари билән чамп ғәлибә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң 45 – нөвәтлик пирезидентини бәлгиләйдиған 8 – нойабир сайлимиға қатнишидиған намзатлар, «хасийәтлик сәйшәнбә» ниң һайаҗинини баштин кәчүрди.

җумһурийәтчиләр билән демократларниң пирезидент намзат намзатлири флорида, охайо, миссури вә шималий каролина қатарлиқ иштатларда вәкилләрниң қоллишиға еришиш үчүн риқабәткә чүшти. флорида иштатида өткүзүлгән сайламда, демократларниң намзат намзати һилари клинтон рәқиби берни сандерсни 64 аваз үстүнлүк билән мәғлуп қилди.

җумһурийәтчиләрниң намзат намзати доналд чамп рәқибидин 45 көп авазға еришти. өзиниң йурти флоридада уттуруп қойған җумһурийәтчиләрниң намзат намзати марко рубийо сайлам паалийитини тохтитидиғанлиқини елан қилди.

җумһурийәтчиләр пирезидент намзатини 18 – 21 – ийул охайода өткүзүлидиған қурултайда рәсмий җакарлайду. демократлар 25 – 28 – ийул пенсилванийә иштатида қурултай чақириду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر