америка: п й д ға йардәм бериватимиз, чүнки...

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси җон кебиниң вашингитонниң террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики қуйруқи п й д ни қоллаватқанлиқини елан қилишидин кейин, бу қетим йардәмчиси марк тонерму шундақ байанат елан қилди.

430758
америка: п й д ға йардәм бериватимиз, чүнки...

түркийә авази радийоси хәвири: тонер мухбирларниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң бу һәқтә вашингитонни тәнқид қилғанлиқиға қарита соаллириға җаваб бәргәндә, түркийә билән америкиниң иттипақдаш икәнликини, бу һәқтә түркийә даирилири билән чоңқур вә җиддий сөһбәт елип бериливатқанлиқини тәкитләп, «түркийәниң п к к мәсилисигә болған сәзгүрлүкини чүшинимиз, бирақ п к к билән п й д бир - биригә охшимайду, җүмлидин бу мәсилидә түркийә билән охшаш қарашта әмәсмиз. террорлуқ тәшкилати п к к ни қайтидин түркийәдики террорлуқ һуҗумлириға хатимә беришкә чақиримиз, түркийә даирилириниң п к к ниң һуҗумлириға җаваб қайтуруш мәсулийити бар, биз җиддийчиликниң ахирлишип, қайтидин сөһбәт өткүзүлүшини үмид қилимиз» деди. тонер түркийәниң америкиға п к к билән п й д ниң мунасивити барлиқиға даир дәлил – испатларни көрсәткәнликигә мунасивәтлик соалға җаваб бәргәндә, «түркийә билән давамлиқ сөһбәт өткүзүватимиз, һәрқандақ бир йеңи мәлумат болса хушаллиқ билән қобул қилимиз» деди. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн америка һөкүмитигә хитаб қилип, «п й д му, й п г му охшашла террорлуқ тәшкилатидур. и америка! сизгә қанчә қетим ейттим, сиз биз билән биллиму? йаки террорлуқ тәшкилати п й д вә й п г билән билләму?» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر