конгода қәтлиам йүз бәрди

демократик конго җумһурийитидики қәтлиамда көп санлиқи айаллар вә балилар болуп 37 адәм өлди.

86700
конгода қәтлиам йүз бәрди

демократик конго җумһурийитидики қәтлиамда көп санлиқи айаллар вә балилар болуп 37 адәм өлди.
дөләтниң шәрқий қисмиға җайлашқан җәнубий киву районидики бир йезиға бастуруп киргән һуҗумчилар, өйләргә от қойуп бәрди, қечишқа орунғанларни өлтүрди؛ өлтүрүлгәнләрниң 18 иниң айал, 10 иниң кичик бала икәнлики билдүрүлди. булардин башқа мәзкур йезидин өтүп кетиватқан 8 адәмниңму өлтүрүлгәнлики, һечкимниң бу вәқә үстидин тәкшүрүш елип бармиғанлиқини қәйт қилған йеза аһалиси, йеңи бир қәтлиамниң йүз берип қелишидин әндишә қилмақта. көп санда йеза аһалиси өй – маканлирини ташлап башқа йезиларға панаһланди.
һөкүмәт мәсуллири, һуҗумниң йеза аһалиси арисидики кала оғурлашқа мунасивәтлик бир талаш – тартишни арқа көрүнүш қилидиғанлиқини илгири сүргән болсиму, йеза аһалиси бундақ қаримайду. қораллиқ милитанларниң йезиға 20 километир келидиған бир җайға лагер қурғанлиқини әскәрткән йеза аһалиси, һөкүмәт вә әскәрләрни буниңға қарши һечқандақ тәдбир қолланмаслиқ билән әйиблиди вә қәтлиамниң ‹мана мән› дәп кәлгәнликини илгири сүрди.
районда пат – пат рувандалиқ милитанлар һуҗум садир қилип туриду؛ һуту милитанлири 20 йил илгири демократик конго җумһурийитидики тутсиларға қарши қәтлиам йүргүзүп 800 миң адәмни өлтүрүп ташлиғаниди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر