боко һарамниң 500 гә йеқин адәмни өлтүргәнлики билдүрүлди

террорлуқ тәшкилатиниң дөләтниң шәрқий шималида қәтлиам йүргүзүп 400 билән 500 арисида адәмни өлтүргәнлики билдүрүлди.

86655
боко һарамниң 500 гә йеқин адәмни өлтүргәнлики билдүрүлди

нигерийәдә боко һарам тәшкилати қәтлиам йүргүзүшни давамлаштурмақта؛ террорлуқ тәшкилатиниң дөләтниң шәрқий шималида барған қәтлиам йүргүзүп 400 билән 500 арисида адәмни өлтүргәнлики билдүрүлди.
һәрбий форма билән йезиларға киргән милитанларниң өзлириниң әскәр икәнликини ейтип йеза аһалисини мәйданға топлиғанлиқи, арқидин оққа тутуп өлтүргәнлики хәвәр қилинди. бир һәптиниң мабәйнидә арқа – арқидин мәйданға кәлгән һуҗумлардин қечип қутулалиғанлар әскәрләрдин йардәм тәләп қилғанлиқлирини, лекин армийәниң бу тәләпләрни етибарға алмиғанлиқини илгири сүрди.
йәнә бир тәрәптин 50 күн илгири гөрүгә елип қечилған оқуғучиларниң қутқузулмаслиқиға қарита наразилиқлар давам қилмақта. вақит өткәнсери гөрүгә елип қечилған оқуғучиларниң аилә – тавабиатлириниң сәвриниң тешиватқанлиқи қәйт қилинмақта. бу даиридә пайтәхт лагоста армийә вә һөкүмәткә қарши намайиш өткүзүлди. намайишчилар, қизларниң аилилиригә қайтиши үчүн һөкүмәтниң техиму көп күч чиқиришини тәләп қилди.
нигерийәдә буниңдин бурун мәктәпләр, аптобус бекәтлиригә қаратқан қанлиқ һуҗумлири билән намини чиқарған террорлуқ тәшкилати боко һарам, қизларни қойуп бериш үчүн қамақтики тәшкилат әзалириниң қойуп берилишини шәрт қилмақта. һөкүмәт болса, тәшкилатниң тәлипини қобул қилиш йаки қилмаслиқ мәсилисидә иккигә айрилди. мәтбуатта, армийәниң ичидә боко һарамни қоллайдиғанларниң барлиқи һәққидә хәвәрләр чиқти. армийә болса, бу хәвәрләрни рәт қилди. әскәрләрниң тәнқидий мақалиләр елан қилған гезитләрниң бәзи үскүнилирини мусадирә қилғанлиқи, гезит тарқитидиған машиниларни тосувалғанлиқи билдүрүлди. алақидар мәсуллар болса, мәтбуатқа чәклимә қойуш нийәтлириниң йоқлуқини, мәзкур машиниларға бир қисим сәзгүр маддиларниң йүкләнгәнлики тоғрисида мәлум қилиш учури тапшуруп алғанлиқлири үчүн һәрикәткә өткәнликлирини илгири сүрди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر