русийә порошәнкониң позитсийәсигә иҗабий баһа бәрди

виладимир путин украинаниң йеңидин сайланған пирезиденти петро порошәнкониң украанадики вәқәләрни тохтитишқа тутқан позитсийәсигә иҗабий баһа бәргәнликини ейтти.

86301
русийә порошәнкониң позитсийәсигә иҗабий баһа бәрди

русийә порошәнкониң позитсийәсигә иҗабий баһа бәрди.
русийә пирезиденти виладимир путин украинаниң йеңидин сайланған пирезиденти петро порошәнкониң украанадики вәқәләрни тохтитишқа тутқан позитсийәсигә иҗабий баһа бәргәнликини ейтти.
путин иккинчи дунйа урушини ахирлаштурған нормандийә урушиниң 70 – йилини хатириләш мурасимлири өткүзүлгән каендә мухбирларниң соаллириға җавап берип, порошәнко билән өткүзгән қисқа сөһбити һәққидә мәлумат бәрди.
путин «порошәнкониң украинада еқиватқан қанни тохтитиш үчүн бир пилани бар, әмма қандақ пиланиниң барлиқини мәндин әмәс униңдин сораңлар, маңа икки еғир сөз биләнла буни аңлатти, бирақ буни фирансийәдә елан қилиш башқа вә өз дөлитидә елан қилиш башқа бир иш» деди.
порошәнкониң пиланиға «тоғра» дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән путин, порошәнкониң йолға қойған алдини елиш тәдбирлири карға йаримиған тәқдирдә, русийә билән украина оттурисида иқтисад қатарлиқ башқа нурғунлиған саһәләрдики һәмкарлиқниң тәрәққий қилдурулиши үчүн керәклик шараитларниң шәкилләндүрүлидиғанлиқини билдүрди.
русийә пирезиденти украинада һәрбий һәрикәтләрниң дәрһал тохтитилиши керәклики һәққидики чақириқини йәнә бир қетим тәкрарлиди.
дийалогқа нисбәтән һәр қайси тәрәпләргә украина вә русийә тәрәпдарлиридин тәшкил тапқан бөлгүнчиләрниң мәвҗутлуқини әслитип, русийәниң бу киризискә тәрәп әмәсликини тәкитлиди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر