мисирдики қәсәм бериш мурасимиға түркийәниң мисирда турушлуқ вәкилиму тәклип қилинди

мисирда әтә өткүзүлидиған пирезидентлиқ қәсәм бериш мурасимиға түркийәниң қаһирәдә турушлуқ баш әлчи вәкили алпәр босутерму тәклип қилинди.

86304
мисирдики қәсәм бериш мурасимиға түркийәниң мисирда турушлуқ вәкилиму тәклип қилинди

мисирда өткүзүлидиған қәсәм бериш мурасимиға түркийәниң мисирда турушлуқ вәкилиму тәклип қилинди.
мисирда әтә өткүзүлидиған пирезидентлиқ қәсәм бериш мурасимиға түркийәниң қаһирәдә турушлуқ баш әлчи вәкили алпәр босутерму тәклип қилинди.
босутер мисир депломатийә менистирлики меһман ишлири оргини тәрипидин қәсәм бериш мурасмиға қатнишиши үчүн дәвәтнамә тапшуруп алғанлиқини ейтти.
мисирда һәрбий өзгириштин кейин өткүзүлгән сайламда сиси пирезидентлиққа сайланған болуп, дөләт асасий қануни мәһкимиси омумий кеңишидә әтә қәсәм бериду.
сисиниң қәсәм бериш мурасими үчүн 22 дөләткә дәвәтнамә әвәтилди.
түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған, мисирда сайлам билән һөкүмәт бешиға кәлгән түнҗи пирезидент муһәммәд мурсиниң һәрбий өзгириш арқилиқ вәзиписидин елип ташланғанлиқини вә һәрбий өзгиришни қоллиған әзһәр шәйхи әһмәт әттәййипни қаттиқ тәнқид қилған иди. бу җәрйанида икки дөләт оттурисидики йирикчилик түпәйлидин өзара мунасвәтләр баш әлчи турғузуш сәвийәсидин вакаләтчи түрғузуш сәвийәсигә чүшүрүлгән иди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر