ливийәдә һафтәр киризиси зораймақта

ливийәдә һафтәрни қоллаш үчүн елип берилған намайишларда туқунуш йүз бәрди.

86384
ливийәдә һафтәр киризиси зораймақта

ливийәдә һафтәр киризиси зорйамақта.
ливийәдә һафтәрни қоллаш үчүн елип берилған намайишларда туқунуш йүз бәрди.
ливийәниң пайтәхти тираблустики намайиш җәрйанида һафтәрниң қоллиғучилири билән қарши турғучилар оттурисида таш вә калтәкләр билән туқунуш йүз бәрди. вәқәдә бир қисим намайишчилар йаридар болди.
бу җәрйанда һафтәргә қарашлиқ гуруппиларниң байанатчиси палковник муһәммәд һиҗази, мсир армийәсиниң ливийәгә йардәм бериш мәқситидә һәрбий һәрикәт елип беришини күтүватқанлиқини ейтти.
һафтәр, бинғазидики һөкүмәт тәрәпдарлирини һәр хил әйибләшләр билән әйибләп, уларға ғурур уруши елан қилған болуп, дөләтлик омумий кеңәш вә һөкүмәт болса, бу әһвални һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш дәп баһа бәргән иди.
һазир баш министир әли зәйдани қатарлиқ нурғун санда сийасий рәһбәрләр вә йуқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарлар һафтәрни қоллимақта.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر