һәрбий өзгиришкә қарши намайишларда йәнә қан ақти

пайтәхт қаһирәниң шәрқидики айнишшәмс районидики намайиш җәрйанидиму бир кечик балиниң бешиға оқ текип һайатидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

86318
һәрбий өзгиришкә қарши намайишларда йәнә қан ақти

һәрбий өзгиришкә қарши намайишларда йәнә қан ақти.
мисирда аманлиқни сақлаш қиисмлириниң қаттиқ қол мудахилиси түпәйли 4 киши һайатидин айрилди.
нәх мәйданни көргән шаһитлардин игиләнгән мәлуматларға көрә, аманлиқни сақлаш қисимлири ғиза шәһиридә һәрбий өзгиришкә наразилиқ билдүриватқан намайишчиларға қаритип оқ чиқарған, нәтиҗидә 3 киши һайатидин айрилған. вәқәдә һайатидин айрилғанлардин бирсиниң оқуғучи икәнлики өйиниң балкунидики чағда оқ тәгкәнлики билдүрүлди.
пайтәхт қаһирәниң шәрқидики айнишшәмс районидики намайиш җәрйанидиму бир кечик балиниң бешиға оқ тегип һайатидин айрилғанлиқи билдүрүлди.
һәрбий өзгиришни рәт қилип, қанунлуқ һөкүмәтни қоллаш хәлқ иттипақи һәрикити тәрипидин елан қилинған байанатта, мәзкур кечик бала намайишларни бир қурулушниң өгзидә туруп көриватқан бир пәйттә қәйәрдин кәлгәнлики намәлум бир пай оқниң удул бешиға тәгкәнлики вә балиниң шу йәрдила һайатидин айирилғанлиқи уқтурулди.
вәқә һәққидә мисир ички ишлар министирлики техичә һеч қандақ байанат елан қилмиди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر