йавропа иттипақи мисирни изчил қоллимақта

йавропа иттипақи мисир һөкүмитини қоллашни давамлаштурмақта

84932
йавропа иттипақи мисирни изчил қоллимақта

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи мисир һөкүмитини қоллашни давамлаштурмақта.
йавропа иттипақи ташқи сийасәт али вәкили кетрин ештин, йавропа иттипақиниң мисирниң йеңи рәһбәрлири билән зич һәмкарлиқ орнитишни халайдиғанлиқини ейтти.
ештин тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, йавропа иттипақи сайлам көзитиш комитетиниң дәсләпки байанатиға көрә, сайламлар тинч вә тәртиплик өткүзүлгән, тәшкиллиниш, йиғилиш өткүзүш вә пикир әркинлики мәсилилиридә әндишиләр бар, дәп қарайдиғанлиқлири қәйт қилинди.
ештин, пүткүл вәтәндашлири вә хәлқиниң һәқ - һоқуқлирини қоғдайдиған демократик, очуқ - ашкара вә һесаб берәләйдиған органлар тәсис қилинғандила андин чоңқур вә сиҗил демократийәни бәрпа қилғили болидиғанлиқини билдүрди.
йавропа иттипақиниң тинчлиқни нишан қилған аммиви тәшкилатларниң әзалири, сийасий өктичиләр вә паалийәтчиләрниң давамлиқ тутқунлуқ һалитидә турушидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқлирини әскәрткән ештин, мисир даирилирини, сийасий өктичиләргә қаритилған көп сандики өлүм җазаси қарарини көздин кәчүрүшкә чақирди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر