афғанистанда абдулла абдуллаһниң аптомубили бомба һуҗумиға учриди

һуҗумда абдуллаһ абдуллаһниң қоғдуғучилири йаридар болди.

85368
афғанистанда абдулла абдуллаһниң аптомубили бомба һуҗумиға учриди

афғанистанда абдулла абдуллаһниң аптомубили бомба һуҗумиға учриди
афғанистанда 5 - априлда өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлиминиң дәсләпки басқучида әң көп авазға еришкән абдулла абдуллаһниң аптомубили бомба һуҗумиға учриди.
һуҗумда абдуллаһ абдуллаһниң қоғдуғучилири йаридар болди.
абдуллаһ абдуллаһ пайтәхт кабулда бир меһманханидики йиғинға қатнашқан болуп, униң аптомубил карвини меһманханидин айрилғандин кейин йол йақисиға орунлаштурулған бомбилар билән һуҗум қилиш вәқси йүз бәрди.
икки бомба тәңла партлаш нәтиҗисидә абдуллаһ абдуллаһниң олтурған аптомубили зийанға учриди.
абдуллаһ абдуллаһ сүйқәсттин йариланмастин қутулуп қалди. у пирезидентлиқ сайлиминиң дәсләпки басқучида омумий сайлам белитиниң %45 гә еришкән иди.
иккинчи басқучлуқ сайлам 14 – ийунда өткүзүлмәкчи.

 


 


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر