сүрийә билән ийорданийә оттурисида киризис йүз бәрди

сүрийә билән ийорданийә оттурисида баш әлчи киризиси йүз бәрди

74340
сүрийә билән ийорданийә оттурисида киризис йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийә билән ийорданийә оттурисида баш әлчи киризиси йүз бәрди.
ийорданийә, сүрийәниң амман баш әлчисидин 24 ичидә дөләтни тәрк етишини тәләп қилди. арқидинла сүрийәму ийорданийә дәмәшқ баш әлчиханиси мәслиһәтчисидин 24 ичидә дөләттин айрилишини тәләп қилди.
ийорданийә дипломатийә министирлики тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, сүрийә баш әлчисиниң дипломатик пиринсипларға хилаплиқ қилғанлиқи, аммиви ортақлишиш тор бәтлиридә һәмишә ийорданийәни тәнқид қилғанлиқи қәйт қилинди.
2009 - йилдин бери амманда вәзипә өтәватқан генерал вә сүрийәниң сабиқ ахбаратчиси болған баш әлчи, «қарши елинмайдиған киши» елан қилинди.
сүрийәму амман баш әлчихана мәслиһәтчисини «қарши елинмайдиған киши» елан қилди.
сүрийә дөләтлик телевизийә қанили, ийорданийәниң қарариниң адаләтсиз бир қарар икәнликини хәвәр қилди.
игилинишичә, ийорданийәдә 1 милйондин артуқ сүрийәлик бар икән.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر