нигерийәдә мирач қандил кечиси 200 қиз үчүн дуа қилинди

73977
нигерийәдә мирач қандил кечиси  200 қиз үчүн дуа қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә пайтәхти абуҗада тәхминән миңдин артуқ киши чоң җамәдә топланди. намаз оқулди вә дуалар қилинди. дуа қилған һәммә кишиниң ортақ тилики, елип кетилгән қизларниң қойуветилиши болди. җамәдики пирограммидин кейин узаққичә дуа қилинди.

елип кетилгән қизларниң аилилири қизларни издәштин һазирғичә нәтиҗә чиқмиғанлиқиға нарази болмақта. паалийәттә бәзи кишиләр ахбарат елан қилип, нигерийә пирезиденти гудлак җонатһан вә һәрбий қисимларни аста һәрикәт қилиш билән әйиблиди.

нигерийә хәлқи, дөләт ичидә террорлуқ шамили чиқириватқан боко һарам тәшкилати билән қаттиқ күрәш қилинишини тәләп қилмақта.

боко һарам тәшкилатиниң қораллиқ кишилири, 14 – апрелда борно иштатида 200 дин артуқ оттура мәктәп қиз оқуғучисини елип кәткән иди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر