җуңго һөкүмити бир йиллиқ қаттиқ зәрбә бериш һәрикити башлиди

73895
җуңго һөкүмити бир йиллиқ қаттиқ зәрбә бериш һәрикити башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: җуңго җ х министирлики, сақчиларниң дөләт миқйасида бир йил давамлишидиған террорлуққа қарши қаттиқ зәрбә бериш һәрикитиниң башлинидиғанлиқини елан қилди.

бу қарарниң, болупму уйғур районида йүз бәргән вәқәләр түпәйли чиқирилғанлиқи қәйт қилинмақта.

30 – май җүмә күни башлинидиған қаттиқ зәрбә бериш һәрикитиниң 2015 – йили ийун ейиғичә давамлишидиғанлиқи әскәртилди. йеқинқи бир ай ичидә йүз бәргән бомба һуҗумлири бу һәрикәтләрниң сәвәби қилип көрситилди. бу һуҗумларниң дәсләпкиси, 30 – апрел уйғур райониниң мәркизий үрүмчи пойиз вогзалида йүз бәргән. бу адәмбомба һуҗумида, үч адәм өлүп, 79 адәм йариланған. ахирқи һуҗум 22 – май пәйшәнбә күни үрүмчидики бир әтигәнлик базарда йүз бәрди. бу аптомобилбомба һуҗумида 39 адәм өлүп, 94 адәм йариланди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر