украинада пирезидент сайламлири өткүзүлиду

6 айлиқ давалғушни баштин кәчүргән украинада әтә пирезидент сайламлири өткүзүлиду

72342
украинада пирезидент сайламлири өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: 6 айлиқ давалғушни баштин кәчүргән украинада әтә пирезидент сайламлири өткүзүлиду.
35 милйон сайлиғучи 34 миңға йеқин сандуқта дөләтниң 5 - пирезидентини сайлаш үчүн беләт ташлайду.
мәлуматларға қариғанда, 18 намзат риқабәтлишидиған сайламниң әң көзгә көрүнгән намзатлири болса, дөләт хәвпсизлик вә мудапийә кеңишиниң сабиқ башлиқи петро порошенко билән сабиқ баш министир йулийа тимошенко икән. сайламдин бурун ишқа ашурулған рай синаш нәтиҗилиригә көрә, порошенко алдинқи қатарда туридикән. украина хәлқи қоллаватқан намзатлар пәрқлиқ болсиму, әмма һәмминиң арзуси муқим вә демократик украина икән... дөләтниң шәрқий қисмидики тоқунушлардин кейин ишқа ашурулидиған сайламда украина һөкүмити әң әһмийәт бериватқан мәсилиләрдин бири бихәтәрлик мәсилиси икән. муавин ички ишлар министири николай величкович болса, сани 90 миңдин ашидиған сақчилар, әскәрләр вә аммиви муһапизәтчиләрниң бихәтәрликни қоғдийалайдиғанлиқини билдүрди. пирезидент сайламлирини хәлқаралиқ 19 тәшкилат билән 18 дөләткә вәкалитән 2800 дин артуқ көзәткүчиниң тәқиб қилиши мөлчәрләнмәктә.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر