украина дөләтниң пүтүнлүкини қоғдашни нишан қилмақта
украинадики вақитлиқ һөкүмәт, 25 - май күни өткүзүлидиған пирезидент сайламлири һарписида дөләтниң пүтүнлүкини қоғдашни нишан қилмақта
түркийә авази радийоси хәвири: украинадики вақитлиқ һөкүмәт, 25 - май күни өткүзүлидиған пирезидент сайламлири һарписида дөләтниң пүтүнлүкини қоғдашни нишан қилмақта.
бирақ дөләтниң шималиида руспәрәсләрниң контроллуқидики районларда тоқунушлар давамлашмақта.
руспәрәс қораллиқ гуруппиларниң, донетсикниң шәрқиидики бир контрол нуқтисиға қилиш һуҗумда 20 украина әскири өлди.
кийев һөкүмитиниң федерализм түзүмигә қайил болмиған руспәрәсләр, мустәқиллиқ мәсилисидә чиң турмақта.
25 - май күни өткүзүлидиған пирезидент сайламлири һарписида украинаниң вәзийити барғансери йаманлишип кәтмәктә.
руспәрәс қораллиқ гуруппилар, мустәқиллиқ елан қилған донетсик вә луганисктики украина қисимлириға давамлиқ һуҗум қилмақта.
теги рус болған кишиләр, русийәниң украина чегрисидин әскәр чекиндүрүшини пирезидент владимир путинниң тактикилиқ пилани дәп қаримақта.
руспәрәсләрниң пирезидент сайламлири өткүзүлидиған 25 - май күни донетсикта сайламға наразилиқ билдүрүш мәқситидә кәң көләмлик намайиш өткүзүши мөлчәрләнмәктә.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
биразилийә ташқи ишлар министири түркийәдә
биразилийә ташқи ишлар министири мавро виейра дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн түркийәгә кәлди.