иранниң йадро пирограммиси тоғрулуқ доклат елан қилинди

хәлқара атом енергийәси оргини, иранниң йадро пирограммиси тоғрулуқ доклат елан қилди

72828
иранниң йадро пирограммиси тоғрулуқ доклат елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара атом енергийәси оргини, иранниң йадро пирограммиси тоғрулуқ доклат елан қилди.
доклатта, иранниң йанвардин тартип һазирғичә йадро қораллири искилатлирини % 80 тин көпрәк азайтқанлиқи тәкитләнди.
доклатта, иранниң бултур 6 дөләт билән һасил қилған келишимгә әмәл қилғанлиқи әскәртилди.
доклатта йәнә, йадро қораллири искилатлирини азайтқан болушиға қаримай, иранниң йадро пирограммисиниң һәрбий мәсилиләрдики әндишиләрниң давамлишишиға сәвәб болуватқанлиқи қәйт қилинди.
бу даиридә иранниң қолидики оттуташтурғучларға мунасивәтлик әндишиләр оттуриға қойулди.
иран болса бу оттуташтурғучларниң пуқрави мәқсәттә ишлитилидиғанлиқини билдүрмәктә.
хәлқара атом енергийәси оргини, ирандин көзәткүчиләрниң пәрчин муәссәсәсигә киришигә рухсәт қилишини қайта тәләп қилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر