тайландта сабиқ баш министир қолға елинди

армийә һакимийәтни тартивалған тайландта сабиқ баш министир йиңлак шинаватниң қолға елинғанлиқи илгири сүрүлди

72829
тайландта сабиқ баш министир қолға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: армийә һакимийәтни тартивалған тайландта сабиқ баш министир йиңлак шинаватниң қолға елинғанлиқи илгири сүрүлди.
тайланд таратқулириниң хәвәр қилишичә, йиңлак шинават бир һәрбий муәссәсәдә кәм дегәндә үч күн тутулидикән.
дөлитидә уда бирқанчә ай давамлашқан наразилиқ намайишлириниң нишани болған шинават, 7 - май күни асасий қанун сот мәһкимиси тәрипидин һоқуқидин қалаймиқан пайдилиниш җинайити билән әйиблинип, баш министирлик вәзиписидин қалдурулғаниди.
чирикликкә қарши күрәш комитетиму шинаватниң вәзиписини иҗра қилмиғанлиқини илгири сүрүп, йуқири палатада сотлинишиға қарар қилғаниди.
мушу һәптиниң башлири җиддиий һаләт елан қилған тайланд армийәси пәйшәнбә күни һакимийәтни тартивалғаниди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر