28.07.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1681493
28.07.2021

түркийә авази радийоси: ийорданийәдә чиқидиған «әддәстур гезити», 225 пәләстинлик кичик балиниң қурбан һейтни исираилийә түрмилиридә өткүзгәнликини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», бир исираилийә гезитиниң « маракәш исираилийәниң африқа қитәсигә ечилған сода дәрвазиси боламду?» сәрләвһисидә хәвәр елан қилди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә гезити» қатар әмири шәйх тәмим бин һамед алсани билән түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң истратегийәлик мунасивәтләрни күчәйтиш тоғрисида сөһбәт өткүзгәнликини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «франкфуртер алгемайне зәйтуң гезити» (Frankfurter Allgemeine Zeitung), германийәдә йүз бәргән кәлкүн апитиниң истрахуанийә ширкәтлиригә болған чиқиминиң тәхминән 5.5 милйард йавро болғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «д п а агентлиқи» (dpa), германийә нопусиниң йериминиң вухән вируси ваксинаси әмләткәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «зүдвест агентлиқи» (Südwest Presse), америка билән русийәниң йадро қоралсизлиниш тоғрисида җәнвәдә қайтидин музакирәләрни башлиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел мундо гезити» (El Mundo), испанийәдә вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләрдә делта варийантиниң %68 ни игәлләйдиғанлиқини хәвәр қилди.

мексикада чиқидиған «ла җорнада гезити» (La Jornada), еквадорниң викилекс тор бетиниң қурғучиси ассанҗниң пуқралиқини бикар қилғанлиқини хәвәр қилди.

коломбийәдә чиқидиған «ел тийемпо гезити» (El Tiempo), перуда йеңи пирезидент педро кастилло (Pedro Castillo) дәвриниң башланғанлиқини хәвәр қилди.

русйәниң «рийа новости агентлиқи» (Ria Novosti), америка пирезиденти җо байдинниң русийәниң 2022-йили өткүзүлидиған конгрә сайлимиға һазирдин башлапла арилишишқа башлиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

мәзкур агентлиқ йәнә, русийәлик сийасәт илми тәтқиқатчиси дмитри корнейчук (Dmitri Korneyçuk) ниң «нийус ван телевизийәси»  ниң зийаритини қобул қилғанда, «2-шималий еқим» туруба йолиниң ечилиши билән, украинаниң газ қийинчилиқиға дуч келидиғанлиқини илгири сүргәнликини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «коммерсант гезити», русийәниң муз парчилаш вә қутқузуш парахоти «7-айсбрекер» (Icebreaker) ни йасаш хизмитини, түрк сәфинә деңизчилиқ, кемисазлиқ, сайаһәт санаити вә сода чәклик ширкитиниң үстигә алғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәниң «ле парисийин гезити» (Le Parisien), пирезидент макронниң хәлққә «өзиңиз вә фирансийә үчүн ваксина әмлитиң» дегәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), париждики чавмет (Chaumet) үнчә-мәрвайит дукинидин қиммити 2 милйон йавродин артуқ малниң буланғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر