17.05.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1640769
17.05.2021

түркийә авази радийоси: қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә» гезити, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустапа шәнтопниң қатар шураси башлиқи әһмәд әлмәһмуд билән исраилийәниң ғәззәгә қилған һуҗуми тоғрисида сөзләшкәнликини хәвәр қилди.

пәләстин — ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида нәшр қилинидиған «әлһайат әлҗәдийдә» гезити, ишғалчи исраилийә күчлириниң ғәззәниң әлвиһдә кочисида садир қилған қәтлиамида шеһит болғанлар саниниң 37 гә йәткәнликини хәвәр қилди.

оманда чиқидиған «вәтән» гезити, ишғалийәтчи исраилийәниң пәләстин земинлиридики һуҗумлирида нәччә он кишиниң шеһит болғанлиқини, пәләстинлик қаршилиқ көрсәткүчиләниң исраилийәгә башқурулидиған бомбилар арқилиқ җаваб қайтурғанлиқини йазди.

германийә авази радийоси, германийә даимий ваксина әмләш комитетиниң,  келәр йилиму вухән вируси (ковид – 19) ваксиниси әмләшниң шәрт икәнликини оттуриға қойғанлиқини аңлиғучилириниң диққиитигә сунди.

германийәниң «зүддутч зейтуң» гезити, йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлириниң пәләстин - исраилийә җиддийликини музакирә қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «шпиегел.де» тори, байрен мийунхен командисиниң 32 йашлиқ полшалиқ һуҗумчиси роберт левандовискиниң бу мусабиқә пәслидә киргүзгән 40 топи билән герд муллерниң бир мусабиқә пәслидики (1971 - 1972) әң көп топ киргүзүш рекортини бузуп ташлиғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

фирансийәниң «ле фигаро» гезити, фирансийәдә йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар саниниң бу йил тунҗи қетим 100 ниң астиға төвәнлигәнликини йазди.

фирансийәниң «ле монде» гезити, әнгилийәдә 20 милйонға йеқин адәмгә ваксина әмләнгәнлики, бу сәвәбтин алҗирийәниң чеграсини қисмән ечиветилидиғанлиқини илгири сүрди.

фирансийәниң «фиранс-24» хәвәрләр қанили, фирансийәдә өткүзүлгән пәләстинни қоллаш намайишиға миңлачә кишиниң қатнашқанлиқи тоғрисидики учурларни көрүрмәнлири билән ортақлашти.

русийәниң «коммерсант» гезити, америка ташқи ишлар министири антони блинкенниң русийәлик мәнсәпдиши сергей лавров билән «шималий еқин -2» (рус тәбиий газини германийәгә йәткүзидиған) торуба линийәси тоғрисида көрүшүшни пиланлаватқанлиқини йазди.

русийәниң «тасс» хәвәр агентлиқи, америка баш консули әмий сторовниң русийәдики хизмәт орни болған йекатеринбург шәһиридин айрилғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

русийәниң «тасс» хәвәр агентлиқи, беларусийә армийәси муавин баш иштаб башлиқи игор королниң байанат берип, йеқиндин буйан  шималий атлантик әһди тәшкилати — нато бомбардиманчи айропиланлириниң район асминидин нурғун қетим учуп өтүп, күч көрсәткәнликини, натониң беларусийә вә русийәгә һава һуҗум қилишни пиланлаватқан болушиниң мумкинликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

аргентинаниң «инфобийа» намлиқ хәвәрләр тори, рим папаси фирансиско (католик дунйасиниң мәниви даһийси)ниң исраилийә билән пәләстин оттурисидики зораванлиқниң күчийишиниң өлүм вә бузғунчилиқ долқуни пәйда қилиш мумкинчилики барлиқини ейтип агаһландурғанлиқини илгири сүрди.

испанийәниң «El Confidencial» тори, чили сайлимда мустәқиллиқ тәрәпдарлири билән өктичиләрниң %80 көп санлиқини қолға кәлтүргәнликини хәвәр қилди.

аргентинаниң «ел кларен» гезити, аргентина пирезиденти алберто фернандезниң: «мән хәлқара пул фонди тәшкилати билән балдуррақ келишим һасил қилишни халаймән, мәсилә униң қандақ болидиғанлиқида» дегән сөзлирини оқурмәнлири билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر