04.05.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1633630
04.05.2021

түркийә авази радийоси: ийорданийәдә чиқидиған «әддәстур гезити», исираилийә деңиз армийә қолвақлириниң ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики белиқчи кемилирини оққа тутқанлиқини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», америка мәркизий ахбарат идариси (CIA) ниң вирҗинйә иштатидики мәркизиниң алдида қораллиқ бир вәқәниң бир тәрәп қилинғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әррайә алқатариййә гезити», ирақтики америка һәрбий базисиға ракета һуҗуми қилинғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), америка пирезиденти җо байдинниң нурғун тәнқидләшләрдин кейин, қобул қилинидиған мусапирлар санини 62 миң 500 гә чиқарғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), вухән вируси (Kovid-19) ниң тәҗрибиханидин чиққанлиқиға мунасивәтлик еһтималлиқниң қайтидин күнтәртипкә кәлгәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El Pais), испанийәдә вухән вируси ваксинаси әмләш ишлирида, 5 милйон кишиниң икки қетимлиқ ваксинасини әмләш нишаниниң әмәлгә ашқанлиқини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «телесур гезити» (Telesur), байдин һөкүмитиниң сабиқ пирезидент доналд трамп мәзгилидә бир-биридин айрилип кәткән көчмәнләр аилилирини бир йәргә җәм қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «велт.де» тори (Welt.de), бу йил (2021) мийунхен шәһиридә дунйаға даңлиқ өктәбир фестивалиниң вухән вируси сәвәбидин өткүзүлмәйдиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «зүдндайчә зәйтуң гезити» (Süddeutsche Zeitung), германийә һөкүмитиниң вухән вируси ваксиналирини әмләткәнләр үчүн бәзи чәклимә тәдбирлирини әмәлдин қалдурушни пиланлаватқанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, йавропа иттипақида тәстиқланмиған ваксиналар үстидә тәкшүрүшниң давамлишиватқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «Russia Today» гезити, русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захаованиң русийә һөкүмитиниң сивифт (банкалар арисида електронлуқ фон әвәтиш өлчәм капаләт системиси» ниң сиртиға чиқиривитиш еһтималлиқини һазирчә пәрәз сүпитидә көридиғанлиқини, әмма хәтәрләр вә зийан селиш мумкинчиликини азайтиш үчүн мунасивәтлик хизмәтләрниң қилиниватқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас агентлиқи», әрменийә баш тәптиш идарисиниң пирезидент армен саркисйанниң қош дөләт пуқралиқи барлиқи сәвәбидин әрз сунғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, пирезидент армен саркисйанниң әнглийәниң пуқралиқини җәмийәттин йошурғанлиқи қәйт қилинди.

«р б к» хәвәрләр тори (RBK), G7 ташқи ишлар министирлири омумий кеңәш йиғинида, русийә билән болған мунасивәтләрниң муһакимә қилинидиғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر