08.04.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1617202
08.04.2021

 германийәниң «‹Bild.de› хәвәрләр тори»,  18 йашлиқ германийәлик өсмүр кевин давид лехманниң 3 милйард 500 милйон долларлиқ байлиқи билән дунйадики әң бай кишиләр қатаридин орун алғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң ‹Spiegel.de› хәвәрләр тори», мутәхәссисләрниң йуқумларниң алдини елиш үчүн санлиқ мәлумат амбири йасап чиққанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹El Pais› гезити»,  испанийә сәһийә министирлиқи вә өлкиләрниң 60 йаштин төвәнләргә «AstraZeneca» ваксиниси әмләшни әмәлдин қалдурушқа қошулғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹La Vanguardia› гезити», испанийә баш министири педро санчезниң йеңи африқа һәрикәт пилани даирисидә ангола вә сенегални зийарәт қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «‹ Infobae › гезити», аргентина һөкүмитиниң ковид-19 йуқумиға қарши йеңи тәдбирлири даирисидә, иҗтимаий паалийәтләрни тохтитиш, ресторан вә қавақханиларни тақаш вә кочиға чиқишни чәкләшни йолға қойғанлиқини хәвәр қилди.

«‹әлқудсул әрәби› гезити», американиң пәләстинликләргә йардәм қилишни давамлаштуруш қарари даирисидә, 235 милйон доллар аҗратқанлиқини хәвәр қилди.

қатарниң «әлҗәзирә телевизийә қанили», америка ташқи ишлар министирлиқиниң «биз иранға қаратқан ембарголарни бекар қилишқа тәййармиз, әмма (вйенадики) йадро музакилири тәскә тохтайду» дегәнликини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «‹әддустур› гезити», ковид-19 йуқуминиң дунйа миқйасида 3 милйон 500 миң кишиниң җениға замин болғанлиқини вә йавропа шундақла биразилийәдә йуқумниң  техиму еғирлашқанлиқини хәвәр қилди.

белгийәдә чиқидиған «‹ле соер›  гезити»,  «белгийә қарар мақуллиди؛ астразенека ваксиниси 55 йаштин йуқири кишиләргә әмлиниду» сәрләвһилик хәвәр елан қилди.

фирансийәниң «‹France 24› телевизийә қанили», фирансийәниң «Pfizer / BioNTech» ваксинисини ишләпчиқиришни рәсмий башлиғанлиқини хәвәр қилди.

«‹France 24› телевизийә қанили» йәнә, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң (ковид-19) ваксиналирини бай дөләтләрниң монопол қиливалғанлиқини әйиблигәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «коммерсант гезити»,  русийәдә 2021-йилиниң биринчи пәсилдә хусусий саһәдики вәйран болуш нисбитиниң % 81.5 ашқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «‹Gazeta.ru› хәвәрләр тори», адил русийә партийәсиниң пинсийәгә чиқиш йешиниң төвәнлитилишини өз ичигә алған қанун лайиһисини парламентниң төвән палатаси думаға сунғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «‹RIA Novosti› агентлиқи», русийә бихәтәрлик кеңиши катипи николай патрошевниң америкини русийә чегрисиға йеқин биологийилик орунларда биологийилик қорал йасаш билән әйиблигәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر