02.04.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1613524
02.04.2021

түркийә авази радийоси: фирансийәниң «ле монде» гезити, фирансийәниң үчинчи ковид – 19 карантин дәвригә қәдәм қойғанлиқини, иқтисадниң йәнә бир зәрбигә учриғанлиқини илгири сүрди.

шивейтсарийәниң «ле темпс» гезити, шивейтсарийәдә вухән вируси (ковид – 19) ниң бир һәптә ичидә %20 ешип кәткәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

фирансийәниң «фиранс-24» хәвәрләр қанили, фирансийә парламентиниң пирезидент емануел макрон елан қилған ковид – 19 йеңи тәдбирлирини тәстиқлиғанлиқи тоғрисидики мәлуматларни көрүрмәнлири билән ортақлашти.

Wirtschaftswoche гезити, роберт коч институтиниң, ковид – 19  әнглийә түриниң нисбитиниң %90 кә йәткәнликини оттуриға қойғанлиқини йазди.

австрийәдә чиқидиған «Die Presse» гезити, африқада 40 қа йеқин өзгириш һасил қилған вухән вируси түриниң байқалғанлиқини илгири сүрди.

германийәниң «фиранкфортер алгемейн зейитуң» гезити, баш министир ангела меркелниң пуқраларни паскал байримида сайаһәт қилмаслиққа чақирғанлиқини хәвәр қилди.

әлҗәзирә қанили, б д т хәвпсизлик кеңишиниң бермада йүзлигән пуқраниң өлтүрүлүшини «күчлүк шәкилдә» әйиблигәнликини хәвәр қилди.

әлҗәзирә қанили йәнә, сәуди әрәбистан ташқи ишлар министири шаһзадә файсал бин фарһанниң: «исраилийә билән нормаллишиш бу районға зор пайда елип келиду, униң мувәппәқийити пәләстин мәсилисини һәл қилинишиға бағлиқ» дегән сөзлирини көрүрмәнлири билән ортақлашти.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә» гезити, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ливийәдә һафтәргә қарашлиқ 120 җәңчиниң қойуп берилишидин мәмнун болғанлиқини уқтурғанлиқини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «әддустур» гезити, әрәб әллири иттипақиниң оттура шәрқтики сақлиниватқан мәсилиләр вә киризисларни сийасий йол билән һәл қилишниң зөрүлүкини муәййәнләштүргәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

испанийәниң «ел паис» гезити, испанийә сақлиқни сақлаш хадимлириниң бир күндә 306,000 дин артуқ ваксина әмләш арқилиқ дөләт рекортини бузуп ташлиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәниң «ел мундо» гезити, испанийәдә һамилдарлиқ мәзгилидә ваксина әмләнгән бир айалниң вирусқа қарши антителалиқ бовиқиниң дунйаға кәлгәнликини йазди.

венезуелада чиқидиған «телесур» гезити, венезуела дөләт мудапиә министирлиқиниң, колумбийә чеграсидики қораллиқ гуруппилар билән хәвпсизлик күчлири оттурисида йеңидин тоқунуш йүз бәргәнликини уқтурғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тасс» хәвәр агентлиқи,  американиң «күнләрниң биридә» русийәдики барлиқ дипломатик орунлирини қайтидин ечишини үмид қилидиғанлиқини илгири сүрди.

русийәниң «риа новости» агентлиқи, украинаниң, русийә билән тоқунушуп қалған тәқдирдә, американиң өзигә йардәм беришкә капаләтлик қилғанлиқини уқтурғанлиқини йазди.

русийәниң «лента.ру» хәвәрләр тори, русийә федератсийә бихәтәрлик идарисиниң даешниң твер районидики террорлуқ һуҗуминиң алдини алғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر