28.01.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1572884
28.01.2021

«германийә авази радийоси» б д т тәтқиқатиға асасланғанда, үчтин икки қисим инсанларниң келимат өзгиришини йәр шари характерлик җиддий әһвал, дәп қарайдиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «‹Frankfurter Allgemeine Zeitung› гезити», русийәниң қоралсизландуруш келишиминиң муддитини 2026-йилғичә узартқанлиқини хәвәр қилди.  

германийәниң «‹nrz.de› хәвәрләр тори», путбол чолпини мәсут озилниң германийәдә һәргизму қайта ойнашни халимайдиғанлиқини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «‹әддустур› гезити», бирләшкән дөләтләр тәшкилати пәләстинлик панаһланғучиларға йардәм  қилиш аҗансиниң «бу йил мулазимитимизни давамлаштуруш үчүн бир милйард доллардин артуқ пулға еһтийаҗимиз бар» дегнликини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити», ақсарай даирилириниң ковид-19 вирусиниң йилтизи һәққидә «ашкара вә чоңқур» хәлқаралиқ бир тәкшүрүш башлаш чиқириқи елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

«әлйовм гезити» җо  байден һөкүмитиниң пәләстин-исраилийә делосиға қаратқан сийаситиниң алаһидиликлирини тунҗи қетим елан қилғанлиқини, буниң икки дөләтлик һәл қилиш чарисини қоллаш, қошувелиш вә олтурақлишишни рәт қилиш, дипломатик вакаләтханиларни қайтидин ечиш вә йардәмни давамлаштуш қатарлиқларни өз ичигә алидиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹El Pais› гезити», йавропа иттипақиниң әнгилийәдики «AstraZeneca» ширкити ишләпчиқарған ваксиниларниң бир қисмини тапшурушни тәләп қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «‹ Infobae › гезити», дунйа сәһийә тәшкилатиниң әнглийәдә өзгиришкә учриған вирусиниң 70 дөләттә вә җәнубий африқида өзгиришкә учриған вирусниң 31 дөләттә байқалғанлиқини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «‹TeleSur› гезити», русийәниң аргентинаға ковид-19 ваксинисиниң кечикидиғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле монде›  гезити», фирансийәдә ковид-19 дин доклат бериш гурупписиниң күтүлмигән бир шәкилдә  тақиветилгәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле фигаро›  гезити», америкада йүз бериш еһтимали болған радикал унсурларниң зораванлиқ һәрикитигә қарши агаһландуруш елан қилинғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәниң «‹Liberation › гезити»,  нис шәһиридики бир ресторанниң «аммивий итаәтсизлик» даирисидә қанунсиз һалда дукан ачқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «<Lenta.ru> хәвәрләр тори», русийә өктичиси алексей навалнийниң иниси билән бирликтә қурған чирикликкә қарши туруш фондиниң хадими өктичи сийасәтчи лйубоб соболниңму 48 саәтлик назарәткә елинғалиқини хәвәр қилди.  

русийәниң «‹TASS› агентлиқи, б д т баш катипиниң русийәдә йасалған ваксинини дунйа сәһийә тәшкилатиниң балдуррақ тәстиқлишини үмид қилидиғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر