07.01.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1559130
07.01.2021

германийәниң «‹Bild.de› хәвәрләр тори», америка пирезиденти доналд трампниң қоллиғучилириниң дөләт мәҗлиси бинасиға бесип киргәнлики вә бәзи америка палата әзалирини думбалашқа урунғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң ‹Sueddeutsche.de› хәвәрләр тори», америкида йүз бәргән вәқәләрдә төт кишиниң қаза қилғанлиқини хәвәр қилди.

«германийә авази радйоси», германийә һөкүмитиниң  түнүгүн ковид-19 йуқумиға қарши мақулланған қаттиқ қарарлар даирисидә мәктәп вә йәслиләрниң тақилиши тәнқид қилинғанлиқиға қарита «мәктәпләрни тақаш керәк иди» дейиш арқилиқ өзини ақлиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәниң «‹France 24› телевизийә қанили», ковид -19 ваксинасини әмләштә голландийәниң йавропа иттипақи бойичә әң ахирқи дөләт болғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәниң «‹ле фигаро›  гезити, йавропа иттипақиниң ковид-19 ға қарши модерна ваксинисини тәстиқлиғанлиқини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «‹әддустур› гезити»,  лондон даирилириниң «ген өзгиришигә учриған тез тарқилишчан йеңи ковид-19 вирусиниң ваксиниға бәрдашлиқ берәлмәйдиғанлиқи һәққидики байанатлирини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити», америкида президент доналд трампниң қоллиғучилириниң дөләт мәҗлиси бинасиға һуҗум қилғанлиқини вә сақчиларниң оқ чиқарғанлиқини хәвәр қилди.

«‹әлйовм› гезити», сайланған пирезидент җо байденниң дөләт мәҗлиси бинасиға бесип киргән трампниң қоллиғучилирини әйибләп: «демократийәгә мисли көрүлмигән һуҗум» дегәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹La Vanguardia› гезити», йавропа иттипақиниң өзини венезуеланиң вақитлиқ президенти дәп җакарлиған җуан гуйдониң президентлиқини етирап қилишни җо байденниң вәзипигә олтуришини күтмәстинла тохтатқанлиқини хәвәр қилди.

кубада чиқидиған «‹Prensa Latina › гезити», ковид -19 сәвәбидин мексиканиң пайтәхти мексика шәһиридә дохтурханиларниң толуп кетиш нисбитиниң %83 кә йәткәнликини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «‹ Infobae › гезити», америка дөләт мәҗлиси бинасиға һуҗум қилиш вәқәсидә 4 кишиниң қаза қилғанлиқини вә 14 сақчиниң йариланғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «‹TASS› агентлиқи, русийә президенти виладимир путинниң һайатиға хәвп йетидиған кесәлликләргә гириптар болған өсмүрләргә йардәм қилиш мәқситидә  «йахшилиқ чәмбирики» намлиқ қонди җәмийәтниң қурулушини тәстиқлиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «<Lenta.ru> хәвәрләр тори», камчатка йерим арилида сайаһәтчиләрниң муз астида қалғанлиқини, вәқәдә 1 киши қаза қилип, 3 сайаһәтчиниң йариланғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «<RBK > хәвәрләр тори», америка деңиз армийәсигә тәвә уруш парахотлириниң русийәниң шималий қутубидики чеграларда чарлаш елип баридиғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر