тәнтәрбийәдә түрк айаллири

дидәм гүнәри тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «тәнтәрбийәдә түрк айаллири» дегән темидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1703240
тәнтәрбийәдә түрк айаллири

түркийәдә айалларниң җумһурийәтниң қурулуши билән бирликтә тәнтәрбийә турмушиға қәдәм басқанлиқини аңлиғанмидиңиз?

ататүркниң түрк тәнтәрбийәсигә қошқан әң муһим төһпилириниң бири айал тәнһәрикәтчиләрдур. түрк айаллири ататүркниң ислаһатлири вә ениқ көрсәтмилири сайисида өзиниң түрк тәнтәрбийәсидики орнини алди. әр тәнһәрикәтчиләрниң қизлири, ача-сиңиллири, һәтта айаллири билән башланған бу урунушлар, қисқа вақит ичидә кәң амма арисиға кеңәйди.

йеник атлетика вә теннис топ саһәсидә өзини намайан қилишқа башлиған түрк айаллири, 1926-йили тунҗи қетим йеник атлетика мәйданида мусабиқигә чүшти. йеник атлетика вә теннис топ билән тәнтәрбийә саһәлиридә көрүлүшкә башлиған айаллар, кейинчә қолвақ, қиличвазлиқ вә су үзүш түрлиридиму өзини көрситишкә башлиди. олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә түркийәгә вакалитән қатнашқан тунҗи айал тәнһәрикәтчиләр 1936-йиллиқ йазлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң қиличвазлиқ түригә қатнашқан суат фәтгәри билән һаләт чамбәл болди. 1992-йилдики барселона олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә қатнашқан җудо маһири һүлйа шәнйурт үчинчиликкә еришип, олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә медалға еришкән тунҗи түрк айал тәнһәрикәтчиси болуп қалди. 2004-йилдики атина олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң еғирлиқ көтүрүш түригә қатнашқан нурҗан тайлан түркийәниң алтун медалға еришкән тунҗи айал тәнһәрикәтчиси сүпитидә тарих сәһипилиридин орун алди. токйо 2020 олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә түркийә айал тәнһәрикәтчилири тарихтин буйанқи әң чоң утуқни қолға кәлтүрүп, 1 алтун, 1 күмүш вә 3 мис медалға еришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر